дунйа мусулман өлималар бирлики ислам дунйасини апәт районлириға йардәм беришкә чақирди

дунйа мусулман өлималар бирлики ислам дунйасини түркийә вә сүрийәдә йәр тәврәш апити йүз бәргән районларға дәрһал инсанпәрвәрлик йардәм буйумлирини йәткүзүп беришкә чақирди.

1942580
дунйа мусулман өлималар бирлики ислам дунйасини апәт районлириға йардәм беришкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа мусулман өлималар бирлики тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, бирликниң, район дөләтлиригә тәсир көрсәткән вә мәркизи қаһраманмараш вилайити болған йәр тәврәш апити түпәйли түркийә вә сүрийә хәлқлири билән һәмкарлиқ асасида һәрикәт қиливатқанлиқи билдүрүлди.

байанатта, мундақ дейилди: «йәр тәврәш апитидә җенидин айрилғанларға аллаһ тааладин рәһмәт, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз. ислам дөләтлири вә инсанпәрвәрлик йардәм тәшкилатлирини йәр тәврәш апити йүз бәргән районларға дәрһал инсанпәрвәрлик йардәм буйумлирини йәткүзүп беришкә чақиримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر