бирмада һәрбий һакимийәт дөләттики җиддий һаләтни йәнә алтә ай узартти

бирмада җиддий һаләтниң  йәнә алтә ай узартилишиға, америка қаттиқ наразилиқ билдүрди.

1941054
бирмада һәрбий һакимийәт дөләттики җиддий һаләтни йәнә алтә ай узартти

түркийә авази радийоси хәвири:бирмада 2021 - йили 1 – февралда ташқи ишлар министири аң сан сучи қатарлиқ нурғун әмәлдарлар вә һакимийәт бешидики партийә башқурғучилири тутқун қилинған сийасий өзгириштин кейин, узун өтмәйла елан қилинған җиддий һаләтни йәнә алтә ай узартиш қара қилинди.

америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси нед пирайс буһәқтә елан қилған йазма байанатида: «америка бирма һәрбий һакимийитиниң җиддий һаләтни узартиш қарариға, җүмлидин қанунсиз һәрбий һакимийитигә вә дөләткә елип кәлгән азаб - оқубәтлирини техиму узартиш қарариға қәтий қарши туриду» деди.

нед пирайс 1-февралдики сийасий өзгиришниң 3 - йилидиму американиң бирма хәлқини қоллашни давамлаштуридиғанлиқини ейтти.

бирма армийәси 2020 - йилдики чоң сайламда һийлә бар дегән әйибләшләрниң оттуриға чиқиши вә сийасий җиддийчилик башлиниши билән тәң 2021- йили 1-февралда һакимийәтни тартивалған иди.

бирма армийәси нурғун әмәлдарларни, һакимийәт бешидики партийә рәһбәрлирини, болупму дөләтниң әмәлий рәһбири вә ташқи ишлар министири аң сан сучийни  қолға елип, бир йилллиқ җиддий һаләт елан қилған иди.

барма армийәсиниң сийасий өзгиришкә қарши намайишчилар вә қозғилаңчи гуруппилар билән қораллиқ тоқунуши сәвәбидин һазирғичә 1900 дин артуқ киши җенидин айрилди.  

сийасий өзгириштин буйан тәхминән 13 миң киши қолға елинған болуп, һазирму 10 миңдин артуқ киши түрмидә тутуп турулмақта.

бирма һәрбий сотлири икки өсмүрни қошқанда, җәмий 114 сийасий мәһбусқа өлүм җазаси бәргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر