малайшийа авам палатасиниң рәиси: әрдоған пүткүл мусулманларниң рәһбири

малайшийа авам палатасиниң рәиси дато җоһари бин абдул түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң пүткүл мусулманларниң рәһбири икәнликини ейтти.

1939955
малайшийа авам палатасиниң рәиси: әрдоған пүткүл мусулманларниң рәһбири

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп алҗирийәдә чақирилған 17–нөвәтлик ислам һәмкарлиқ тәшкилати парламентлар бирлики конферанси даирисидә, малайшийа авам палатасиниң рәиси дато җоһари бин абдул билән бир йәргә җәм болди.

учришишта, шәнтоп түркийә – малайшийа мунасивәтлиридин хурсән икәнликини, икки дөләт оттурисидики парламентлар ара алақә вә һәмкарлиқниң техиму күчийидиғанлиқини ейтти.

у түркийә – малайшийа оттурисидики истиратегийәлик һәмкарлиқ сәвийәсигә йәткүзүлгән икки тәрәп мунасивәтлири даирисидә сода омумий соммисини тәңпуң һаләттә ашурушниң нишан қилиниватқанлиқини тәкитлиди.

у фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң түркийәдә 2016 – йили 15 – ийул күни һәрбий өзгириш қозғаш тәшәббусида болғанлиқини, бу тәшкилат унсурлириниң паалийәт елип бериватқан дөләтләргә нисбәтән тәһдит шәкилләндүргәнликини қәйт қилди.

у фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлириниң өзлири туруватқан дөләтләрниң вәзийитини қалаймиқанлаштуруветиш арқилиқ паалийәтлириниң даирисини кеңәйтидиғанлиқини, һәмдә маарип аппаратлири вә аммиви тәшкилат қатарлиқ қурулмилар арқилиқ өзлирини йошуралайдиғанлиқини байан қилди.

у малайшийаниң түркийәниң фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға қарши күришидики һәмкарлиқидин хурсән икәнликлирини билдүрди, һәмдә малайшийада һазирму паал паалийәт қиливатқан фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати қармиқидики мәктәпләргә мунасивәтлик мәсилиләрниң һәл қилинишини күтүватқанлиқлирини қәйт қилди.

малайшийа авам палатасиниң рәиси дато җоһари бин абдул болса, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң маһийитини толуқ чүшинип йәткәнликлирини вә түркийәни қоллаватқанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған биз интайин йахши көридиған дөләт әрбабидур, шундақла, пүткүл мусулманларниң рәһбиридур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر