хитай йапонийә пуқралириға қарита йолға қойған виза чәклимисини әмәлдин қалдурди

хитай һөкүмити йапонийәниң хитайларға йолға қойған вухән вируси(Kovid-19) тәдбирлиригә җавабән тохтитип қойулған виза ишлириниң қайтидин башланғанлиқини билдүрди.

1939262
хитай йапонийә пуқралириға қарита йолға қойған виза чәклимисини әмәлдин қалдурди

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң токйо әлчиханиси виза ишлириниң башланғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, йапонийә пуқралириниң виза илтимас қилиш вә тәстиқлаш ишлириниң давамлишидиғанлиқи билдүрүлди. әмма, бундақ позитсийә өзгиришигә неминиң сәвәб болғанлиқи тоғрисида мәлумат берилмиди.

мәзкур қарар, йапонийәниң бейҗиңдики әлчиханисиниң 27-йанварда (2023) вухән вируси сәвәбидин чәклимә қойулған виза хизмәтлириниң нормаллишидиғанлиқи тоғрисидики байанатидин кейин уқтурулди.

йапонийә, хитай һөкүмити вухән вируси тәдбирлирини әмәлдин қалдуруп 8-йанвардин (2023) тартип чегралирини ечиветидиғанлиқини елан қилғандин кейин, вирусниң тарқилишидин әндишә қилип, хитай йолучиларға чәклимә қойулидиғанлиқини уқтурған дөләтләр қатаридин орун алған иди.

йапонийә хитай йолучиларға вухән вируси тәкшүрүш нәтиҗисиниң болушини шәрт қилған вә бәзи шәһәрләргә аиропилан сәпәрлирини тохтатқан иди.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر