москва латвийә баш әлчисиниң русийәдин айрилишини тәләп қилди

русийә ташқи ишлар министирлиқи латвийәниң москвада турушлуқ баш әлчисиниң бу дөләттин айрилишини тәләп қилди.

1938981
москва латвийә баш әлчисиниң русийәдин айрилишини тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, латвийәниң русийә билән болған дипломатик мунасивәтлириниң сәвийәсини төвәнлитишни қарар қилғанлиқи әскәртилди.

байанатта, латвийәниң балтиқ деңизидики башқа дөләтләр билән «һәмкарлиқ» ни асас қилип бу қарарни чиқарғанлиқи вә бу сәвәбниң русийә тәрипидин қобул қилинмиғанлиқи тәкитләнди, шундақла, бу һәмкарлиқниң русийәгә қарши дүшмәнлик тәдбирлирини қолланғанлиқини билдүридиғанлиқи вә буниң амеракиниң йетәкчиликидә болуватқанлиқи қәйт қилинди.

байанатта йәнә, бу әһвалниң пүткүл мәсулийитиниң латвийә һөкүмитигә аит икәнлики әскәртилип мундақ дейилди: «латвийәниң москвада турушлуқ баш әлчиси марис рийекстинниң 2 һәптә ичидә русийәдин айрилиши тәләп қилинди. латвийә даирилириниң дипломатик мунасивәт сәвийәсини төвәнлитиштики иғвагәрчилик һәрикәтлиригә тегишлик җаваб қайтурулиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر