әләзһәрниң байқут чақириқи шиветсийәсини сарасимигә салди

мисирдики әләзһәр университетиниң барлиқ мусулманларни голландийә вә шиветсийә мәһсулатлирини байқут қилиш чақириқи шиветсийә һөкүмитини сарасимигә салди.

1938378
әләзһәрниң байқут чақириқи шиветсийәсини сарасимигә салди

түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийә баш министири улф киристерсонм дөләт телевизийә қанили SVT ға байанат берип, әләзһәрниң байқут қилиш чақириқиниң шиветсийәниң нурғун мусулман дөләтләр билән болған йахши мунасивитигә тәсир көрситидиғанлиқини оттуриға қойди.

данийәниң ашқун оңчил «қаттиқ йөнилиш» партийәси рәһбири расмус палудан 21 - йанвар (2023) түркийәниң стокһолмдики әлчиханиси алдида қуранни көйдүргән, сақчиларниң һимайисидә садир қилинған вәқә җәрйанида, намайишчиларниң палуданға йеқинлишишиға йол қойулмиғаниди.

голландийәдиму ирқчи еқимдики «ғәрбниң исламлишишиға қарши вәтәнпәрвәр йавропалиқлар» һәрикити рәһбири едвин вагенсвелд 23-йанвар лаһәйдә қуран кәримни йиртқаниди.

қуран кәримгә арқа – арқидин қилинған мәзкур қәбиһ һақарәтләрдин кейин, мисирдики әләзһәр университети барлиқ мусулманларни голландийә вә шиветсийә мәһсулатлирини байқут қилишқа чақирғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر