америка беларусийәниң 25 әмәлдариға виза чәклимиси йолға қойди

ташқи ишлар министири антони блинкен беларусийәниң өктичи сийасәтчиси сйватлана тсихнановскайа вә бәзи сийасий паалийәтчиләр үстидин башланған ғайибанә сотлаш сәвәбидин бу дөләтниң 25 әмәлдариға виза чәклимиси иҗра қилғанлиқлирини елан қилди.

1934353
америка беларусийәниң 25 әмәлдариға виза чәклимиси йолға қойди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири антони блинкен йазма байанат елан қилип, беларусийәдики сийасий сотларға қарши тәдбир йолға қойғанлиқлирини билдүрди.

у беларусийә һөкүмитиниң өктичи рәһбәр сйватлана тсихнановскайа вә башқа демократ сийасий паалийәтчиләр асассиз әйиблинип, ғайибанә сотлаш арқилиқ «беларусийә хәлқини вә уларниң демократик арзусини сийасий мәқсәтлик сотлар билән бастурушни давамлаштуруватқанлиқи» ни илгири сүрди.

у: «ташқи ишлар министирлиқи бу хил кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә җаваб сүпитидә, демократийәни палтилашқа четилғанлиқлири үчүн 8015-номурлуқ пирезидентлиқ бәлгилимиси рамкисида 25 беларусийә әмәлдариға виза чәклимисини йолға қойуш үчүн һәрикәткә өтти» деди.

у бүгүн виза чәклимиси йолған қойулғанларни өз ичигә алғанда беларусийәдики 2020-йили өткүзүлгән сайламдин тартип 322 кишигә виза чәклимиси иҗра қилинғанлиқини әскәртти.

сйватлана тсихнановскайа 2020-йили беларусийәдә кткүзүлгән сайламда пирезидент александер лукашенкоға қарши намзат болған болуп, сайламдин кейин литванийәгә қечип кәткән иди.

беларусийә сиртида йашаватқан нурғун сийасий паалийәтчиләр билән сйватлана тсихнановскайани «вәтәнгә хаинлиқ» қилиш билән әйибләп ғайибанә сотқа тартиш ишлири, түнүгүн (2023-йили 17-йанвар) минскта башланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر