шиветсийә баш министири: түркийәниң қарариға һөрмәт қилимиз

шиветсийә баш министири улф киристерсон дөлитиниң шималий атлантик әһди тәшкилати-натоға әза болуши мәсилисидә, түркийәниң чиқиридиған қарариға һөрмәт қилидиғанлиқини ейтти.

1933570
шиветсийә баш министири: түркийәниң қарариға һөрмәт қилимиз

 түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийә баш министири улф киристерсон пайтәхт ситокһолмда йавропа иттипақи кеңишиниң башлиқи чарлез мишел билән бир йәргә җәм болди.

у, учришиштин кейин өткүзгән қошма ахбарат елан қилиш йиғинида, нато музакирилириниң  түркийә билән нормал йөнилиштә давамлишиватқанлиқини әскәртип мундақ деди: «мениңчә, түркийә шиветсийәниң натоға әза болушини тәстиқлаш мәсилисидә иҗабий позитсийә тутмақта. ахирида, бу мәсилидә қарарни түркийә чиқириду.»

киристерсон натоәзаси 28 дөләтниң шиветсийәниң натоға әза болушини тәстиқлиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «биз һәр бир дөләтниң тәстиқлаш басқучиға һөрмәт қилимиз. шиветсийә билән финландийә, түркийә билән (ийун ейида нато башлиқлар йиғинида имзаланған) үч тәрәплик келишим лайиһәсиниң бәлгилимилиригә әмәл қилмақта. илгириму оттуриға қойғинимиздәк, түркийәниң шиветсийәдин бәзи шәхсләрни қайтуруп бериш тәләплири мәсилисидә әдлийә тармақлири қарар чиқириду. мән түркийәниң биз тоғрулуқ чиқиридиған қарариға һөрмәт қилимән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر