хитай нопоси азайған, иқтисади чекингән

хитай нопуси 2022-йили 850 миң киши азийип, 1961-йилдин буйанқи тунҗи қетимлиқ төвәнләш көрүлди.

1933721
хитай нопоси азайған, иқтисади чекингән
çin ekonomisi.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: хитай мәмликәтлик истатистика идариси дөләт нопусиниң 1 милйард 411 милйон икәнликини елан қилди.

хитайда туғут нисбити миң киши ичидә 6.77, өлүм нисбити миң кишидә 7.37 болуп, хитайниң дунйада «нопуси әң көп дөләт» дегән унванини, бу йил (2023) һиндистанға өткүзүп беридиғанлиқи билдүрүлмәктә.

хитайда бир пәрзәнтлик болуш пиланлиқ туғут сийасити илгирики йилларда әмәлдин қалдурулған болсиму, турмуш тәннәрхиниң йуқири болуши сәвәбидин аилиләр пәрзәнтлик болуштин қачмақта.

хитай мәмликәтлик истатистика идариси елан қилған мәлуматлар, хитай иқтисадиниңму чекингәнликини көрситип бәрмәктә. буниңға асасланғанда, хитай иқтисади 2022-йилда %3 ашқан болуп, %5 лик нишандин хелила төвән болған. хитай иқтисади вухән вируси (Kovid-19) партлиған 2020-йилда %2.8 ашқан.

хитайда өткән йили (2022) қаттиқ иҗра қилинған вухән вирусиға мунасивәтлик нөл вәқә сийасити, иқтисадий паалийәтләрни тохтап қелиш нуқтисиға елип кәлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر