германийәдә аридин 10 йил өткәндин кейин бир әр киши дөләт мудапиә министири болди

германийәдә 2013-йилдин буйан тунҗи қетим дөләт мудапиә министирлиқиға әр министир вәзипигә тәйинләнди.

1934030
германийәдә аридин 10 йил өткәндин кейин бир әр киши дөләт мудапиә министири болди

түркийә авази радийоси хәвири: германийәдә сәтчиликләргә четишлиқ сәвәбләр түпәйли вәзиписидин истепа бәргән дөләт мудапиә министири кристине ламбрехтниң орниға, борис писториус вәзипигә тәйинләнди.

борис писториус 2013-йилдин буйан төвән саксонийә өлкисиниң ички ишлар министири сүпитидә вәзипә өтәп келивататти.

62 йашлиқ писториус сотсийал демократлар партийәсидин болуп, аридин 10 йил өткәндин кейин, дөләт мудапиә министири сүпитидә вәзипигә тәйинләнгән тунҗи әр министир болуп қалди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر