қаратағ түркийә баш әлчисигә «дөләт ордени» тәқдим қилди

қаратағ пирезиденти мило дҗуканович түркийәниң подгорика баш әлчиси сунгүл озанға  «дөләт ордени» тәқдим қилди.

1932627
қаратағ түркийә баш әлчисигә «дөләт ордени» тәқдим қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дҗуканович, қаратағниң пайтәхти подгорикада түркийә баш әлчиси сунгүл озанға «дөләт ордени» тәқдим қилғанда, икки дөләт мунасивәтлириниң тәрәққий қилишиға наһайити зор төһпиләрни қошқанлиқи үчүн, сонгүл озанға миннәтдарлиқ билдүрди, һәмдә бу төһпилири түпәйли униң  «дөләт ордени» ға лайиқ көрүлгәнликини ейтти.

у, түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң қаратағда дөләт ишлири зийаритидә болғанлиқини әскәртип мундақ деди: «мәнму бултур истанбулға зийарәткә бардим. өзара дийалог вә йуқири дәриҗилик рәһбәрләр учришишлири, икки дөләт оттурисидики ишәнчниң күнсери күчийиватқанлиқини көрситиду. биз нөвәттә баштин кәчүрүватқан бундақ мушәққәтлик мәзгилләрдә күчлүк достлуқ орнитиш интайин муһим.»

дҗуканович, түркийәниң подгорика баш әлчиси сунгүл озанниң, қаратағға мәбләғ селиш ишлириғиму муһим төһпиләрни қошқанлиқини қәйт қилди, һәмдә қаратағда паалийәт қиливатқан түркийә органлири вә тәшкилатлириниңму нурғун лайиһәләрни йолға қойғанлиқини тәкитлиди.

баш әлчи сунгүл озанму дҗукановичға миннәтдарлиқ билдүрүп, түркийәниң қаратағға мәбләғ селишни давамлаштуридиғанлиқини байан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر