латвийә русийә хәвәрләр тори «спутник»ниң литва шөбиси баш муһәрририни қолға алди

латвийә русийә хәвәрләр тори «спутник»ниң литва шөбиси баш муһәррири марат қасимни йавропа иттипақиниң җазалириға хилаплиқ қилиш вә җасуслуқ билән шуғуллиниш билән әйибләп қолға алди.

1929011
латвийә русийә хәвәрләр тори «спутник»ниң литва шөбиси баш муһәрририни қолға алди

түркийә авази радийоси хәвири: марат қасимниң адвокати имма җансон сот мәһкимисидин журналистни кепилликкә қойуп беришни тәләп қилған болсиму, мәһкимә журналистни давамлиқ тутуп турушқа һөкүм қилди.

журналист марат қасим пәйшәнбә күни рига мәркизи түрмисигә йөткәлди.

у латвийә пуқраси болуп, бир қанчә йилдин буйан русийә пайтәхти москвада йашап, русийәниң спутник литва шөбисиниму өз ичигә алған сегоднийа ахбарат гурупписида ишләватқан болуп, роджестива байримидин илгири латвийәгә қайтип кәлгәниди.

русийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси марийа захарова, марат қасимниң қолға елинишиға латвийәниң хәлқара пикир әркинликини қоғдаш вәдисигә хилаплиқ қилиши дәп баһа берип, москваниң қасимниң қойуп берилишини қолға кәлтүрүш үчүн хәлқаралиқ тәшкилатлардин йардәм сорайдиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر