филиппин билән хитай биваситә алақә механизми орнитиш тоғрисида келишти

хитай билән филиппин, җәнубий деңиздики игилик һоқуқи маҗиралирини һәл қилишниң өзара ишәнчни күчәйтиш тәдбирлири даирисидә, ташқи ишлар министирлири ара биваситә алақә механизми орнитиш тоғрисида бирдәклик һасил қилди.

1928491
филиппин билән хитай биваситә алақә механизми орнитиш тоғрисида келишти

түркийә авази радийоси хәвири: икки дөләтниң йуқири дәриҗилик рәһбәрлири, филиппин пирезиденти фернананд маркос җирниң бейҗиң зийаритидин кейин бирләшмә байанат елан қилип, җәнубий деңиздики сақлиниватқан мәсилиләрниң «пүткүл мунасивәтләрни қалаймиқанлаштурувәтмәслики» керәкликини тәкитлиди.

ихтилапларни тинч усулда оттуриға қойушниң әһмийити тәкитләнгән байанатта, «рәһбәрләр өзара ишәнчни күчәйтиш тәдбирлири даирисидә ташқи ишлар министирлириниң сөһбәтлириниң вә җәнубий деңизға мунасивәтлик икки тәрәп мәслиһәт механизминиң әһмийитини тәкитлиди. хитай ташқи ишлар министирлиқи чегра вә тинч  окйан ишлири башқармиси билән филиппин ташқи ишлар министирлиқи деңиз – окйан ишлири башқармисиниң биваситә алақә механизми шәкилләндүрүши қарар қилинди» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта, тәрәпләрниң районниң тинчлиқи вә муқимлиқини қоғдашниң, җәнубий деңиздики қатнаш вә учуш әркинликигә капаләтлик қилишниң муһимлиқини қайта тәкитлигәнлики вә талаш-тартишларни тинч йоллар билән һәл қилиш тоғрисида бирдәклик һасил қилғанлиқи оттуриға қойулди.

икки дөләтниң деңиз қирғиқи муһапизәт әтрәтлириниң әмәлий һәмкарлиқ орнитишиниң пайдилиқ икәнликигә ишарәт қилинған байанатта, йиллиқ мудапиә бихәтәрлик йиғинлирини башлашниң қарар қилинғанлиқи билдүрүлди.

филиппин рәһбириниң зийарити җәрйанида, икки дөләт оттурисида ул әслиһә, пул-муамилә вә електронлуқ сода қатарлиқ саһәләрни өз ичигә алған 14 һәмкарлиқ келишими имзаланди.

маркос 6-айда вәзипигә олтурғандин буйан тунҗи қетим хитайни зийарәт қилди. икки дөләтниң рәһбәрлири 2022-йили нойабирда тайландниң пайтәхти банкокта өткүзүлгән асийа-тинч окйан иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлар йиғини җәрйанида йүзтуранә көрүшкәниди.

хитай билән филиппинниң җәнубий деңиздики араллар вә қийалиқларға мунасивәтлик игилик һоқуқ ихтилапиниң, узундин буйан икки дөләт мунасивитиниң тәрәққийатиға тосқунлуқ қилип келиватқанлиқи, бу қетимқи зийарәт җәрйанида, тоқунуш мәсилисиниң биваситә оттуриға қойулмиғанлиқи, әмма бейҗиңниң бихәтәрлик саһәсидә күнсери америкаға йеқинлишиватқан филиппин билән болған мунасивитини начарлаштурмаслиққа майил икәнлики оттуриға қойулмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر