малайшийа тәхминән 1 милйон чәт әллик ишчиға еһтийаҗ барлиқини елан қилди

малайшийа ковид-19 йуқумидин кейин пәйда болған әмгәк күчи еһтийаҗини қандуруш үчүн тәхминән 1 милйон чәт әллик ишчиға еһтийаҗ барлиқини елан қилди.

1927172
малайшийа тәхминән 1 милйон чәт әллик ишчиға еһтийаҗ барлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: <Malaymail> (малаймаел) гезитиниң хәвиригә асасланғанда, ишқа орунлаштуруш аппаратлири җәмийәти (Papa) малайшийадики ишқа орунлишиш санлиқ мәлуматлирини елан қилған.

җәмийәт рәиси датук фо йоңхой малайшийаниң һәр қайси саһәлиридики әмгәк күчи еһтийаҗиниң һалқилиқ сәвийәдә икәнликини тәкитләп, дөләтниң тәхминән 1 милйон чәт әллик ишчиға еһтийаҗлиқ икәнликини ейтти.

датук фо әмгәк күчигә еһтийаҗлиқ саһәләрниң алдинқи қатарида қурулуш, деһқанчилиқ, ишләчиқириш вә мулазимәт саһәсиниң туридиғанлиқини билдүрүп, 2020 - йили тәхминән 2 милйон 200 миң болған чәт әллик тизимға елинған ишчилар саниниң ковид -19 сәвәбидин тәхминән 900 миңға чүшүп қалғанлиқини әскәртти.

датук фо қурулуш саһәсиниң тәхминән 300 миң ишчиға, деһқанчилиқ саһәсиниң 230 миң ишчиға, ишләпчиқириш саһәсиниң 100 миңдин 200 миңға йеқин ишчиға еһтийаҗлиқ икәнликини билдүрди.

датук фо малайсшийа ички ишлар министири сери сәйфуддин насушин исмаил вә бир қисим министирлар билән чәт әллик ишчилар мәсилисини һәл қилиш үчүн музакирилишидиғанлиқини тәкитләп, һөкүмәтниң чәт әллик ишчиларға виза қолайлаштуруши керәкликини ейтти.

йәнә бир тәрәптин ички ишлар министири 9 - декабирдики байанатида, 1 милйон 400 миң чәт әллик ишчиниң малайшийада вақитлиқ ишчи визиси билән туруватқанлиқини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر