авистиралийәдә икки тик учар һавада соқушуп кәтти

авистиралийәниң кувенсланд өлкисидә икки тик учар һавада соқушуп кетип, 4 киши қаза қилди.

1926494
авистиралийәдә икки тик учар һавада соқушуп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мәтбуатлиридики хәвәрләргә асасланғанда, кувенсланд сақчи әмәлдари гари воррел голд каст шәһириниң асаслиқ деңиз саһилида шу йәрниң вақти 13:59 дә икки тик учарниң һавада соқушуп кәткәнликини, вәқәдә 4 киши қаза қилип, 3 и еғир, җәмий 9 кишиниң йариланғанлиқини билдүргән.  

кувенсланд әмәлдарлири қаза қилған вә йариланғанларниң һәммисиниң бир тик учарда олтурғанлар икәнликәнлики, һадисигә учриған йәнә бир тик учарниң мувәппәқийәтлик қонғанлиқини уқтурди.

авистиралийә қатнаш бихәтәрлик идариси вәқәгә қарита тәкшүрүшниң башланғанлиқини елан қилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر