кампалада йеңи йилни тәбрикләш паалийити қистаңчилиқи сәвәбидин 10 киши қаза қилди

уганданиң пайтәхти кампалада йеңи йилни тәбрикләш паалийити җәрйанида йүз бәргән қисти – қистаңчилиқ сәвәбидин 10 киши қаза қилди.

1926614
кампалада йеңи йилни тәбрикләш паалийити қистаңчилиқи сәвәбидин 10 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: кампала сақчи идариси башлиқи лук овейсигийер бир сода сарайда  өткүзүлгән йеңи йилни тәбрикләш паалийити даиридисики музика кечиликидә рийасәтчиниң қатнашқучиларни сирттики етилғақ мәнзирисини көрүшкә тәклип қилғанлиқини,   қатнашқучиларниң етилғақ мәнзирисини көрүшкә атлиниши билән  қисти – қистаңчилик йүз берип,  5 кишиниң нәх мәйданда һайатидин айрилғанлиқини вә нурғун кишиниң йариланғанлиқини билдүрди.

лук овейсигийер йариланғанлардин йәнә 5 кишиниң болса дохтурханида  қаза қилғанлиқини тәкитләп, паалийәттә сәвәнлик бар йаки йоқлуқи тәкшүрүливатқанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر