филиппинда дөләт ичи вә хәлқаралиқ нурғун нөвәтчи айропиланлар әмәлдин қалдурулди

филиппинда һава қатнишини башқуруш мәркизидә ток үзүлүп қелиш вәқәси йүз берип, дөләт ичи вә хәлқаралиқ нурғун нөвәтчи айропиланларниң әмәлдин қалдурулишиға йаки кечиктүрүлишигә сәвәб болди.

1926345
филиппинда дөләт ичи вә хәлқаралиқ нурғун нөвәтчи айропиланлар әмәлдин қалдурулди

түркийә авази радийоси хәвири: түнүгүн әтигәндә филиппин һава бошлуқидики барлиқ учушларни контирол қилидиған һава қатнаш башқуруш мәркизидә ток үзүлүп қалди.

түк үзүлүш сәвәбидин манила айродоромида тәхминән 300 дөләт ичи вә хәлқаралиқ нөвәтчи айропилан кечиктүрүлди, әмәлдин қалдурулди йаки башқа айродоромларға йөткәлди.

нөвәтчи айропиланларниң өзгириши сәвәбидин 65 миңдин артуқ йолучи чарисиз қалди.

филиппин қатнаш министири җаме бавтиста мухбирларни күтүвелиш йиғинида, һава қатнаш башқуруш мәркизидики токниң үзүлүп қелишниң алақә йоллири, интернет, радио вә радарларға тәсир көрсәткәнликини ейтти.

министир бавтиста бу әһвалға қарита кәчүрүм сориди вә даириләрниң вәзийәтниң тәсиригә учриған йолучиларға йардәм қилишқа тиришиватқанлиқини билдүрди.

күндүзи һава қатнаш системисиниң қайтидин орнитилишиға әгишип, пайтәхт маниладики ниной акино айродоромидин учуш давамлашти.

бу арилиқта, даириләр йолучиларниң наразилиқини һәл қилиш үчүн авиатсийә ширкәтлиридин нөвәтчи айропилан санини көпәйтишни тәләп қилди.

алақидар мәсуллар учушларниң нормал һаләткә келиши үчүн 3 күн вақит кетиши мумкинликини билдүрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر