украинаниң пайтәхти кийевда 2022 - йилиниң ахирқи күнидиму партилаш авазлири йаңриди

русийә қисимлириниң һава һуҗумида 1 киши қаза қилип, нурғун киши йариланди. һуҗумда бир меһманхана зийанға учриди. йерим кечидин кейин шәһәрдә партлашлар йүз бәрди.

1926185
украинаниң пайтәхти кийевда 2022 - йилиниң ахирқи күнидиму партилаш авазлири йаңриди
ukrayna esir.jpg
kiev.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: шәһәр башлиқи витали кличко: «русийәниң һуҗумиға қарши һава мудапиә системисимиз актип һәрикәт қилмақта» деди.

русийәниң һуҗумлири украинаниң башқа шәһәрлиридиму давамлашмақта. һимелнитский шәһиридики һуҗумда 4 киши йариланди.

украина пирезиденти володимир зеленский русийәниң кийевға қилған һуҗумиға наразилиқ билдүрди. әң шиддәтлик тоқунушларниң донбас районида йүз бериватқанлиқини әскәртти.

зеленский украина армийәсиниң асасән дегүдәк орунлирини қоғдаватқанлиқини, бәзи районларда аста - аста алға илгириләватқанлиқини, 2023 - йили украинаниң һава мудапиәсиниң техиму күчийидиғанлиқини билдүрди.

зеленский йеңи йиллиқ учурида, « ғәлбигә қарап илгириләшни давамлаштуримиз» деди.

русийә пирезиденти виладимир путинму 9 минутлуқ йеңи йиллиқ учурида ғәрб дөләтлириниң росийәни йоқитиш үчүн украинани ишлитиватқанлиқини илгири сүрди вә бу әһвалға қарита «күлкилик» дәп баһа бәрди.

русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу болса, йеңи йиллиқ сөзидә, русийә армийәсигә хитаб қилип, «ғәлбимиз йеңи йил кәлгәнгә охшашла муқәррәрдур» деди.

русийә билән украина оттурисидики әсирләрни алмаштурушму давамлашмақта. әсир алмаштуруш даирисидә, 82 русийәлик вә 140  нәпәр украина әскири қойуп берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر