қаратағ пирезиденти түркийәдә зийарәттә болиду

қаратағ пирезиденти мило дуканович җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң тәклипигә бинаән әтә түркийәдә хизмәт зийаритидә болиду.

1925412
қаратағ пирезиденти түркийәдә зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, икки рәһбәрниң истанбулда  ишқа ашурулидиған учришишида, түркийә – қаратағ мунасивәтлири һәр җәһәттин тәпсилий көздин кәчүрүлидикән, һәмдә һәмкарлиқни йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүш йолида ташлинидиған қәдәмләр һәққидә музакирә елип берилидикән.

учришишларда, икки тәрәп мунасивәтлиридин сирт йәнә, балқан районини өз ичигә алған районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләр һәққидә өзара пикир алмаштурулуши күтүлмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر