йапонийә хитайдин кәлгәнләргә вирус тәдбирлирини иҗра қилиду

йапонийә вухән вирусиға(Kovid-19) мунасивәтлик вәқәләр қайтидин көпийишкә башлиған хитайдин кәлгән кишиләр үчүн таможнида алдини елиш тәдбирлирини йолға қойиду.

1924658
йапонийә хитайдин кәлгәнләргә вирус тәдбирлирини иҗра қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә һөкүмити дунйа сәһийә тәшкилатиниң хитайда вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләрниң қайтидин көпийишкә башлиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилғандин кейин, йеңи тәдбирләрни йолға қойушни қарар қилди.

йапонийә баш вәзири кишида фумийо байанат елан қилип, хитайда вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләрниң көпийиватқанлиқидин әндишә һес қиливатқанлиқлирини билдүрди.

у хитайдики дөләт органлири вә хусусий органлар елан қилған вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләр һәққидики охшимаслиқлар үстидә тохтилип: «тәпсилий әһвални билиш наһайити тәс, йапонийәдә әндишә ешиватиду» деди.

у вухән вируси бимарлириниң йапонийәгә келишиниң алдини елиш мәқситидә, хитайдин кәлгән йолучилардин саламәтлик тәкшүрүш нәтиҗисиниң тәләп қилинидиғанлиқини қәйт қилди.

йеңи бәлгилимә бойичә, 30-декабирдин (2022) башлап хитайдин йапонийәгә кәлгәнләрдин тәкшүрүш нәтиҗиси мусбәт чиққанлар йәттә күн, вирустин йуқумлиниш аламити көрүлмигәнләр бәш күн карантин қилиниду.

дунйа сәһийә тәшкилати директори тедрос өткән елан қилған байанатида, хитайда көпийиватқан вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләр үчүн «бу хәтәрлик кесәлликкә мунасивәтлик көпийиватқан вәқәләрдин әндишә һес қиливатимиз» дегән иди.

йапонийә һөкүмити икки йилдин буйан вухән вируси сәвәбидин чегра еғизи вә таможниларда йолға қойған карантин тәдбирлирини өктәбирдә (2022) әмәлдин қалдурған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر