хитай йеңи йилда карантинни әмәлдин қалдурмақчи

хитай һөкүмити чәт әлдин кәлгән кишиләрниң мәҗбурий карантинда туруш шәртиниң 8-йанвардин (2023) тартип әмәлдин қалдурулидиғанлиқини елан қилди.

1924070
хитай йеңи йилда карантинни әмәлдин қалдурмақчи

түркийә авази радийоси хәвири: хитай һөкүмити чәт әлдин кәлгән кишиләрниң мәҗбурий карантинда туруш шәртиниң 8-йанвардин тартип әмәлдин қалдурулидиғанлиқини елан қилди.

бу өзгириш, хитайниң «нөл вәқә» сийаситидин ваз кечиши билән оттуриға чиққан бир қатар йеңилиқ арисидин орун алди.

хитай вухән вирусиға (Kovid-19) мунасивәтлик йуқумлуқ кесәлликләрдә партлаш болғанлиқини, сәһийә хизмәтчилириниң буниңға тақабил турушта қийниливатқанлиқини билдүрмәктә.

2020-йили марттин башлап хитайға барған кишиләр мәҗбурий карантинда туратти. дәсләптә үч һәптә болған карантин вақти бүгүн бәш күнгә чүшүрүлди.

йеңи бәлгилимиләр бойичә, вухән вируси «A» дәриҗилик йуқумлуқ кесәлликтин «B» дәриҗигә чүшүрүлиду вә бу арқилиқ карантин әмәлдин қалдурулиду.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر