йапонийәдә қар апитидә 8 адәм қаза қилди

йапонийәниң охшимиған җайлирида йүз бәргән қар апитидә 8 адәм қаза қилди, 45 адәм йариланди.

1922730
йапонийәдә қар апитидә 8 адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә дөләт телевизийә истансиси « NHK» ниң хәвиригә қариғанда, һәптә ахиридин башлап шимал вә ғәрбтики өлкиләрдә қар апити күндилик һайатни паләч һалға чүшүп қоймақта икән.

җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизиниң билдүрүшичә, дөләт миқйасида йүз бәргән қар апитидә 8 адәм қаза қилған, 45 адәм йариланған, ток үзүлүп қалған,  тез сүрәтлик пойиз мулазимитидә ақсаш көрүлгән.

метерологийә даирилириниң билдүрүшичә, шимане, хирошима, кочи вә хоккайдо районлиридики қарниң қелинлиқи пәсил характерлик өлчәмдин йуқири болуп, қарниң давамлишидиғанлиқи күтүлмәктә икән.

қар апити сәвәбидин, йуқири сүрәтлик ташйолларда 30 километир әтрапида қатнаш тосулуп қалған.

қаттиқ қар йағқан йапон деңизи (шәрқий деңиз) саһилидики өлкиләрдә, асаслиқ йемәкликләрни алдин сетивелиш вә мәҗбур болуп қалмиғучә сиртқа чиқмаслиқ чақириқ қилинған.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر