русийә: зеленскийниң америка зийаритидин иҗабий нәтиҗә күтмәймиз

русийә кремил сарийи байанатчиси дмитрий песков украина пирезиденти володимир зеленскийниң америка зийаритидин иҗабий нәтиҗә күтмәйдиғанлиқлирини билдүрди.

1921963
русийә: зеленскийниң америка зийаритидин иҗабий нәтиҗә күтмәймиз

түркийә авази радийоси хәвири: русийә кремил сарийи байанатчиси дмитрий песков пайтәхт москвада мухбирларниң күнтәртип мәсилилири тоғрисидики соаллириға җаваб бәрди.

у русийәниң донетскқа қошумчә һава мудапиә системилири әвәтип-әвәтмәйдиғанлиқи тоғрисидики соалға, «русийә пирезиденти владимир путин донетсктики вәзийәтниң интайин қийин икәнликини ейтти. русийә дөләт мудапиә министирлиқиму вәзийәтни йахшилаш үчүн тиришчанлиқ көрсәтмәктә» деди.

у русийәниң украина пирезиденти володимир зеленскийниң америка зийаритидин иҗабий нәтиҗә күтидиған йаки күтмәйдиғанлиқи тоғрисидики соалға, «йақ, күтмәймиз» дәп җаваб бәрди.

у американиң украинани йеңи қорал-йарағ билән тәминлишигә наразилиқ билдүрүп: «украинани қорал-йарағ билән тәминләш давамлишиш билән биргә, берилгән қоралларниң түриму көпийиватиду. буларниң һәммиси тоқунушниң техиму сәлбий һалға киришигә сәвәб болуватиду, бу украина үчүн йахши әмәс» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر