б д т: тинчлиқ сөһбити йеқин кәлгүсидә мумкин болмайду

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутерес 24-февралдин буйан елип бериливатқан украина билән русийә оттурисидики үнүмлүк тинчлиқ сөһбитиниң йеқин кәлгүсидә мумкин болмайдиғанлиқини ейтти.

1921368
б д т: тинчлиқ сөһбити йеқин кәлгүсидә мумкин болмайду

түркийә авази радийоси хәвири: б д т баш катипи гутерес, америка қошма иштатлириниң нийу йорк шәһиригә җайлашқан бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш мәркизидә бәргән байанатида, мундақ деди: «русийә – украина оттурисида һәрбий тоқунушларниң давамлишидиғанлиқиға ишинимән.»

җиддий тинчлиқ сөһбити үчүн күтүш керәкликини оттуриға қойған гутерес, «йеқин кәлгүсидә һәқиқий тинчлиқ үчүн сөһбәт өткүзүлүшидин үмид күтәлмәймиз» деди.

у бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң тинчлиқ сөһбәтлири үчүн көрситишкә тегишлик тиришчанлиқларниң, «русийәниң украинадики бир қарадеңиз портиға туруба линийәси арқилиқ аммийак експорт қилиши» вә «уруш әсирлирини алмаштурушни тезлитиш» қатарлиқ башқа мәсилиләргә қаритилғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر