малайшийада йәр көчүш сәвәбидин 16 адәм қаза қилди

малайшийадики бир лагер саһәсидә йәр көчүш сәвәбидин 16 адәм җенидин айрилди.

1919771
малайшийада йәр көчүш сәвәбидин 16 адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: алақидар тармақларниң билдүрүшичә,  пайтәхт куалалумпурниң шималидики селангор өлкисигә җайлашқан батаң кали районидики бир лагер саһәсидә йәр көчүш йүз бәргән.

лагер  саһәсидә тәхминән 94 малайшийалиқ болуп, йәр көчүш вәқәсидә 16 адәм қаза қилған, 17 адәм йоқап кәткән.

сақчи башлиқи суфйан абдуллаһниң билдүрүшичә, қаза қилғанлар ичидә 5 йашлиқ бир балиму бар болуп, йариланған 7 киши дохтурханиға орунлаштурулған.

вәқәдин кейин, районға тутишидиған йоллар тақалған болуп, издәш – қутқузуш паалийәтлири давамлашмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر