америка һәр йили тәхминән 300 дин 800 гичә роһингалиқ панаһланғучини қобул қилидиған болди

баңладиш 1 милйон роһингалиқ панаһланғучи йашаватқан кокис базири районидин американиң һәр йили тәхминән 300 дин 800 гичә панаһланғучини қобул қилидиғанлиқини елан қилди.

1915801
америка һәр йили тәхминән 300 дин 800 гичә роһингалиқ панаһланғучини қобул қилидиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: баңладиш ташқи ишлар министири ақ абдул мөмин пайтәхт даккада өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида: «биринчи басқучта 62 нәпәр роһингалиқ панаһланғучини 8 - декабирда (2022) америкаға орунлаштуруш пилан қилинди.  америка йәнә һәр йили 300 дин 800 гичә роһингалиқ панаһланғучини қобул қилидиған болди» деди.

ақ абдул мөмин: «мән америка мәсулиға буниң пәқәт кичик бир гуруппа икәнликини ейттим, америка мәсули <бу пәқәт дәсләпки бир башланғуч> дәп җаваб бәрди» деди.

абдул мөмин америка ташқи ишлар министири антони блинкен билән 4 - апрелда (2022) вашингтонда өткүзгән учришишида, америкадин роһинга мусулманлирини қобул қилишини тәләп қилғанлиқини һәмдә мәнсәпдешиниң бу тәләпни қобул қилғанлиқини ейтти.

абдул мөмин баңладишниң үстидики панаһланғучилар бесимини пәсәйтиш үчүн аз дегәндә 100 миң роһинга мусулманлирини қобул қилиши керәкликини, әнглийә вә йапонийә қатарлиқ тәрәққий тапқан дөләтләргиму мушуниңға охшаш тәләпләрни сунғанлиқини билдүрди.

тәбиий апәт вә килимат өзгиришниң тәсиригә асан учрайдиған кокис базири райони 2017 - йили авғусттин кейин бирмадики зулум вә бесимдин қечип кәлгән 1 милйонға йеқин роһингалиқ мусулман панаһланғучиларға саһибханлиқ қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر