кәркүктин әнқәрәгә тунҗи қетим биваситә айропилан сәпәрлири башланди

ирақниң кәркүк шәһиридин түркийәниң пайтәхти әнқәрәгә тунҗи қетим биваситә айропилан сәпәрлири башланди.

1915196
кәркүктин әнқәрәгә тунҗи қетим биваситә айропилан сәпәрлири башланди

түркийә авази радийоси хәвири: кәркүк айродуруми ахбарат васитилири бөлүминиң мәсули һерди сәмәдниң билдүрүшичә, ирақ һава йоллири ширкитиниң хәлқара кәркүк айродурумдин түркийәниң пайтәхти әнқәрәгә тунҗи биваситә айропилан сәпири, түнүгүн шу җай вақти 17.00 дә башланған болуп, кәркүк – әнқәрә оттурисида дәсләптә һәптидә бир қетим ишқа ашурулидиған айропилан сәпәрлири, кәлгүси бир нәччә һәптә ичидә көпәйтилидикән.

ирақта илгири һәрбий база сүпитидә ишлитилгән кәркүк айродуруми, 20 – өктәбирдин етибарән ички – ташқи учушларға ечиветилгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر