зеленский әрдоған билән гутерресқа тәшәккүр ейтти

украина пирезиденти володимир зеленский қара деңиз ашлиқ каридори келишиминиң давамлаштурулидиғанлиқи тоғрисида қарар чиқирилғанлиқи сәвәбидин җумһур рәис әрдоған билән б д т баш катипи гутерресқа тәшәккүр ейтти.

1907724
зеленский әрдоған билән гутерресқа тәшәккүр ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: украина пирезиденти володимир зеленский қара деңиз ашлиқ каридори келишиминиң давамлаштурулидиғанлиқи үстидә тохтилип, түнүгүн (17-нойабир) чиқирилған қарар сәвәбидин түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән б д т баш катипи антонийо гутерресқа тәшәккүр ейтти.

у түнүгүн кечидә телеграм адресида синлиқ учур һәмбәһирләп, қара деңиз ашлиқ каридори келишиминиң, түркийә, б д т, русийә вә украина арисида чиқирилған қарар билән узартилғанлиқи тоғрисида тохталди.

у ашлиқ йөткәш келишими сайисида 1-авғусттин (2022) башлап украинаниң одессадики портлиридин 450 дин артуқ парахотта 11 милйон тонниға йеқин ашлиқ мәһсулатиниң експорт қилинғанлиқини билдүрди.

у: «бу ишни илгири сүрүш үчүн һәммә ишни қилдуқ, буниңға йардәм қилған барлиқ шериклиримизгә тәшәккүр ейтимән, б д т баш катипи гутерресқа вә түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанға айрим тәшәккүр ейтимән» деди.

у дунйа ачарчилиқ киризисиниң алдини елиш үчүн ашлиқ йөткәш келишимини кеңәйтишкә мунасивәтлик учришишларниң өткүзүлгәнликини, буниңға америка, германийә, йапонийә, полша вә белгийә қатарлиқ дөләтләрниң қатнишишни тәләп қилғанлиқини әскәртти.

у мундақ деди:

 «дунйа иттипақлашса ачарчилиқни йиңәләйду.»

у русийәниң түнүгүнму украинаға һава һуҗуми қилғанлиқи сәвәбидин йәттә пуқраниң җенидин айрилғанлиқини вә бу санниң ешиш мумкинликини қәйт қилди.

у түнүгүнки һава һуҗумида йәнә, украинадики електр истансисилириниң бузғунчилиққа учриғанлиқини, пайтәхт кийев вә башқа районларда 10 милйондин артуқ кишиниң қараңғуда қалғанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر