трамп америка пирезидентлиқ сайлимида намзат болидиғанлиқини җакарлиди

американиң сабиқ пирезиденти доналд трамп, 2024 - йилидики пирезидентлиқ сайлимида намзат болидиғанлиқини рәсмий елан қилди.

1906921
трамп америка пирезидентлиқ сайлимида намзат болидиғанлиқини җакарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: сабиқ пирезидент доналд трамп шу йәр вақти 21.00 дә филорида ишитатиниң палма саһилидики мар-а -лаго сарийида мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди؛ сөзлирини «американиң қайтип келиши һазир башлиниду» дәп башлиған трамп, өзиниң икки йил илгири вәзиписини американи алтун дәвригә тәййар қилип қойуп өткүзүп бәргәнликини, өзи һакимийәт йүргүзгән мәзгилдә иқтисадниң мисли көрүлмигән дәриҗидә йахшиланғанлиқини, хитай, русийә, иран вә шималий корейәниң ташқи сийасәттә американи, болупму өзини һөрмәтләйдиғанлиқини илгири сүрүп: «нмән әччә он йилдин буйан уруш болмиған бир дәврни баштин кәчүргән тунҗи пирезидент. дунйа тинч иди. америка җуш уруп раваҗланған, дөлитимиз парлақ кәлгүсигә қарап йол алғаниди. чүнки мән америка хәлқигә чоң вәдиләрни бәрдим, башқа президентларға охшимайдиған йерим, мән вәдәмдә турдум. бизниң рәһбәрликимиздә биз улуғ вә шанлиқ хәлқ идуқ. бу силәр узундин буйан аңлап бақмиған бир иш иди» деди.

трамп, җо байдин рәһбәрликидики американиң чекинишкә йүзләнгәнликини илгири сүрүп: «милйонлиған америкилиқларға нисбәтән, җо байдин дәвридики йеқинқи икки йил азаб, җапа, тәшвиш вә үмидсизлик дәври болди. америка кәмситилди, номус қилдурулди, аҗизлаштурулди» деди.

«әгәр мән пирезидент болған болсам, украина (киризис) һәргиз йүз бәрмигән болатти» дегән тирамп, байдинниң ташқи сийаситини қаттиқ тәнқид қилди.

җумһурийәтчиләр партийәсиниң авам палатасини контроллуқи астиға еливалғанлиқини әслитип өткән вә буниң пәқәт америка чүшини қутқузуш күришиниң башлиниши икәнликини әскәртип өткән трамп, сөзини давамлаштуруп: «американи қайтидин чоң вә шан-шәрәплик орунға ериштүрүш үчүн, мән бүгүн ахшам америка пирезидентлиқиға намзат икәнликимни җакарлаймән» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر