оттура африқа җумһурийити фирансуз дипломатларға бериватқан дипломатик имтийазни бикар қилди

оттура африқа җумһурийити, 1960-йили 13- авғусттин буйан фирансийә баш әлчилиригә берип келиватқан «даимий баш әлчи» унванини әмәлдин қалдурди.

1904804
оттура африқа җумһурийити фирансуз дипломатларға бериватқан дипломатик имтийазни бикар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: оттура африқа җумһурийити таратқулириниң дипломатик мәнбәләрни асас қилған хәвәрлиригә қариғанда, оттура африқа җумһурийити ташқи ишлар министири силвий байпо темон фирансийәлик мәнсәпдиши катерин колоннаға фирансийәгә бериливатқан «даимий баш әлчи» унваниниң әмәлдин қалдурулғанлиқини уқтурған.

фирансийәдин айрилип мустәқиллиқини җакарлиған 1960 - йилидин башлап, җәнубий африқа җумһурийитиниң бангуй шәһиридә турушлуқ фирансийә баш әлчисигә мәңгүлүк «даимий баш әлчи» унвани аптоматик һалда бериләтти.

фирансийә узун йиллардин буйан оттура африқа җумһурийитиниң париждики баш әлчисигә дипломатик имтийаз беришини тәлипини нәзәр сақит қилип кәлгәниди.

фирансийә, 2021-йили 7- ийун фирансийәгә қарши сәпәрвәрлик паалийәтлирини елип бериш билән әйиблигән җәнубий африқа җумһурийити билән болған һәрбий келишимләрни вақтинчә тохтитип қойған вә бу йилниң ахириғичә пайтәхт бангуйдики әң ахирқи һәрбий әтритини чекиндүридиғанлиқини җакарлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر