бәшшар әсәд күчлириниң һуҗумида нурғун адәм өлди

сүрийәдә бәшшар әсәд күчлириниң идлибниң шималий қисмида пуқралар панаһлиниватқан марам лагериға қилған һуҗумида һайатидин айрилғанларниң сани 9 ға йәтти.

1902862
бәшшар әсәд күчлириниң һуҗумида нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: һуҗумда йариланған 75 пуқрани давалаш хизмити давамлашмақта.

бу арилиқта, бәшшар әсәд күчлири, идлиб вилайитиниң җәнубидики истратегийәлик M4 ташйоли әтрапида вә һәләбниң ғәрбий йеза – қишлақлиридму һуҗумларни елип барди.

сүрийә армийәси билән иран қоллаватқан террорлуқ гуруппилиридин тәркиб тапқан бәшшар әсәд күчлири, идлибниң җәнубидики һәләб вә лазқийә вилайәтлирини бир - биригә туташтуридиған истратегийәлик M4 йуқири сүрәтлик ташйоли әтрапиға, һәләбниң ғәрби йезилиридики пуқралар олтурақ районлириға вә һакимийәткә қарши һәрбий гуруппиларниң алдинқи сәп линийәлиригә еғир типлиқ қорал – йарағлар билән һуҗум қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر