кабулдики партлашта 8 киши йариланди

афғанистанниң пайтәхти кабулда йол йақисиға орунлаштурулған миналарниң партлиши нәтиҗисидә 8 киши йариланди.

1901068
кабулдики партлашта 8 киши йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: шу йәр вақти әтигән саәт 08:30 әтрапида, йезаларни әслигә кәлтүрүш вә тәрәққийат министирлиқиниң хадимлирини елип маңған аптомобил өтүватқан пәйттә, кабулниң бәшинчи райониға тәвә сило кочисиға орунлаштурулған миналар партлиди.

кабул сақчи идарисиниң байанатчиси халид задран: «аптомобилда йүз бәргән партлашта сәккиз киши йариланди» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر