америкада қораллиқ һуҗум йүз бәрди

америка қошма иштатлириниң чикаго шәһиридә әрваһлар байримини тәбрикләш паалийәтлири үчүн бир йәргә җәм болған аммиға гуманлиқ бир аптомобилдин оқ чиқирилиши нәтиҗисидә 14 киши йариланди.

1900369
америкада қораллиқ һуҗум йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлириниң иллиноис иштатиниң чикаго шәһиридә оқ авазлири аңланди.

түнүгүн кәч тәрәпләрдә әрваһлар байримини тәбрикләш паалийәтлиригә қатнашқан аммиға гуманлиқ бәир аптомобилдин қалаймиқан оқ чиқирилди.

сақчи тәрәпниң билдүрүшичә, қораллиқ һуҗум нәтиҗисидә иккиси бала болуп, җәмий 14 киши йариланған.

чикаго сақчи идарисиниң байанатчиси дәйвид бровн, бәзи йаридарларниң әһвалиниң еғир болуп, давалашниң давам қиливатқанлиқини, дәсләпки тәкшүрүш нәтиҗисидә, гуманлиқ аптомобилда 2 киши бар, дәп қариливатқанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر