бағдатта газ тошуйдиған аптомобил партилап 9 киши қаза қилди

ирақниң пайтәхти бағдатта газ тошуйдиған аптомобилниң партилиши нәтиҗисидә 9 киши қаза қилди.

1899477
бағдатта газ тошуйдиған аптомобил партилап 9 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бихәтәрлик мәнбәлиридин елинған учурларға асасланғанда, бағдатниң банук районида газ қачиланған бир аптомобил техникилиқ кашила сәвәбидин партилиған.

бағдат һәрбий һәрикәт қомандани генерал әһмәт сәлим нәқ мәйданда елан қилған байанатида, партлашта 9 кишиниң қаза қилғанлиқини вә 13 кишиниң йариланғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر