билстром: шивитсийә һөкүмити түркийә билән имзалиған келишимидики барлиқ шәртләрни орундайду

шивитсийә ташқи ишлар министири тобийас билстром шивитсийәниң йеңи мәркизи оңчил һөкүмитиниң түркийә билән шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болуш мәсилисидә имзалиған келишимидики барлиқ шәртләрни орундайдиғанлиқини ейтти.

1897108
билстром: шивитсийә һөкүмити түркийә билән имзалиған келишимидики барлиқ шәртләрни орундайду

түркийә авази радийоси хәвири: шивитсийә ташқи ишлар министири тобийас билстром «Associated Press» агентлиқиға бәргән байанатида, йеңи һөкүмәтниң түркийәниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ға даир әндишилирини ортақлишидиғанлиқини тәкитләп, «п к к ға кәлсәк, шивитсийә һөкүмити һеч қандақ мәнисиз позитсийәдә болмайду» деди.

билстром йәнә мундақ деди: «биз террорлуқ тәшкилатлириниң шивитсийә туприқида һәрикәт қилиш һоқуқи йоқ, дегән сийасәтни толуқ қоллаймиз»

һәммә ишниң чоқум қанунлуқ вә бихәтәр қилиниши керәкликини билдүргән билстром, «үч тәрәп әһдинамисида йезилған вә үч тәрәп бирликкә кәлгән барлиқ ишлар чоқум һәрқайси тәрәпләр тәрипидин орундилиши керәк» деди.

шивитсийә баш министири улф киристерсонму 20 - өктәбирдә шивитсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болушиға мунасивәтлик түркийәниң бихәтәрлик әндишисини һәл қилиш тиришчанлиқини ашуридиғанлиқини, һәмдә буниң тәқәззалирини шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болғандин кейинму орундайдиғанлиқини ейтқан иди.

түркийә, финландийә вә шивитсийә тәрипидин 28 - ийун шималий атлантик әһди тәшкилати башлиқлар йиғинида үч тәрәп әһдинамиси имзаланған болуп, әһдинамә даирисидә қурулған даимий бирләшмә механизимниң тунҗи йиғини 26 - авғустта финландийәниң ванта шәһиридә өткүзүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر