йәмәндә хусийлар көмгән бир минаниң партилиши нәтиҗисидә, 3 кичик бала қаза қилди

йәмәнниң оттура қисмидики әлбәйда шәһиридә хусийлар көмгән бир минаниң партилиши нәтиҗисидә, 3 кичик балиниң қаза қилғанлиқи билдүрүлди.

1896395
йәмәндә хусийлар көмгән бир минаниң партилиши нәтиҗисидә, 3 кичик бала қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йәмән мина рәсәтханиси намлиқ аммивий тәшкилат тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, бәйда шәһириниң әз-заһир районида йолға көмүлгән бир минаниң пуқраларолтурған аптомобил өтүватқан пәйттә партилиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, аптомобилдики үч кичик балиниң партлашта қаза қилғанлиқи уқтурулди.

йәмән һөкүмитиниң вә кишилик һоқуқ тәшкиларлириниң доклатилириға асасланғанда, иран қоллаватқан хусийлар 2014 - йили ички уруш башланғандин буйан мәмликәт миқйасида 2 милйонға йеқин мина көмгән. бу миналар миңлиған пуқраларниң қаза қилишиға йаки йаридар болишиға сәвәб болған.

йәмәндә иран қоллап - қуввәтләватқан хусийлар 2014 - йили синтәбирдин буйан пайтәхт сана вә бир қисим районларниң контроллуқини алқиниға киргүзүвалған иди.

сәуди әрәбистан башчилиқидики бирләшмә қисимлар 2015 - йили март ейидин буйан хусийларға қарши йәмән һөкүмитини қоллап кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر