«бирма араканлиқ мусулманларни қайта қобул қилишқа қошулди»

баңладеш бирманиң 2017 – йили имзаланған келишимгә асасән араканлиқ мусулманларни қайта қобул қилишқа қошулғанлиқини билдүрди.

1895876
«бирма араканлиқ мусулманларни қайта қобул қилишқа қошулди»

түркийә авази радийоси хәвири: баңладеш ташқи ишлар министири ақ абдулмумин, пайтәхт даккада өткүзгән ахбарат елан қилиш йиғинида, бирманиң араканлиқ мусулманларни қайта қобул қилишқа қошулғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «хуш хәвәр шуки, бирма һөкүмити, араканлиқ мусулманларни қайта қобул қилишқа қошулди. бу мунасивәт билән, аракан өлкисидә муәссәсәләрни тәсис қилмақта.»

у, бирманиң араканлиқлардин қайтиш басқучида кимлик тәләп қилишини тәнқид қилип мундақ деди: «араканлиқлар қачқан чағда, вәзийәт интайин хәтәрлик иди. шуңа, улар баңладешқа кәлгәндә уларниң кийим – кечәклиридин башқа һечнәсиси йоқ иди. бирма пуқраси икәнликлиригә даир испатларни әмди қандақму көрситәлисун?»

у йәнә, хитайниң араканлиқларниң қайта қайтурулуши басқучида тәрәпләр оттурисида мурәссәчилик қиливатқанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.

игилинишичә, баңладеш, 2017 – йили бирмадики һәрбий бесимдин кейин рақһине өлкисидин қачқан 1 милйон 200 миңдин артуқ араканлиқ мусулманларға саһибханилиқ қилмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر