русийә достанә болмиған дөләтләрниң транспорт васитилириниң земинлирини бесип өтүшини чәклиди

москва һөкүмити, достанә болмиған дөләтләрниң ташйол транспорт васитилириниң русийә земинлирини бесип өтүшини чәклиди.

1887320
русийә достанә болмиған дөләтләрниң транспорт васитилириниң земинлирини бесип өтүшини чәклиди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә баш министири михайил мишустин пәрман чүшүрүп, буниңдин кейин достанә болмиған дөләтләрниң ташйол тиранспорт васитилириниң русийә земинлирини бесип өтүшигә йол қойулмайдиғанлиқини уқтурди.

һәр хил йемәклик, кийим-кечәк, техника мәһсулатлири  вә давалаш буйумлири чәклиминиң сиртида қалдурулди.

йавропа иттипақиға әза дөләтләр, русийә ташйол транспорт васитилириниң йавропа земинлирини бесип өтүшигә һәр хил чәклимиләрни қойушни қарар қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر