хитай америка муавин пирезидентиниң сөзлиригә наразилиқ билдүрди

хитай америка муавин пирезиденти камела харрисниң йапонийә зийарити җәрйанида қилған американиң «тәйвән билән рәсмий болмиған мунасивәтлирини давамлиқ чоңқурлаштуридиғанлиқи» тоғрисидики сөзлиригә наразилиқ билдүрди.

1885930
хитай америка муавин пирезидентиниң сөзлиригә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси ваң винбин бейҗиңда өткүзүлгән күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида, харрисни вашингитонниң «бир хитай» пиринсипидики вәдисигә әмәл қилишқа чақирди.

байанатчи ваң муавин пирезидент харрисниң «хитайниң қаидә-пиринсипларни асас қилған хәлқара тәртипниң негизлик асасиға бузғунчилиқ қиливатиду» дегән сөзини тилға елип, әслидә хәлқара тәртипни бузған тәрәпниң америка хәлқара икәнликини оттуриға қойди.

байанатчи ваң мундақ деди:

«америка тәрәп хитай билән дипломатик мунасивәтниң асасини тәшкил қилидиған үч бирләшмә хитабнамидә, дунйада пәқәт бирла хитайниң барлиқини, тәйвәнниң хитайниң айрилмас бир парчиси икәнликини қобул қилду. вәдисидә туруш әң әқәллий қаидә. әгәр америка өзиниң вәдисигә әмәл қилмиса, қаидә қандақ қаидә болиду? бу әһвал давамлашқан әһвалда хәлқара тәртипкә бузғунчилиқ қилған тәрәп америка болиду.»

байанатчи ваң американи «үч бирләшмә хитабнамә» дики вәдисигә вә бир хитай пиринсипиға әмәл қилип, «тәйвәнниң мустәқиллиқини тәшәббус қилидиған бөлгүнчиләрниң паалийитигә очуқ-ашкарә қарши турушқа чақирди.

хитай тәйвәндә һакимийәт йүргүзүватқан демократийәни илгири сүрүш партийәси (DPP) һөкүмитини бөлгүнчилик билән әйибләйду вә униң билән болған һәр қандақ мунасивәтни «тәйвәнни мустәқил болушқа җасарәтләндүрүш» дәп қарайду.

бейҗиң «бир хитай пиринсипи» ни тәкитләп, тәйвәнниң дунйадики дөләтләр билән мустәқил дипломатик мунасивәт орнитишиға, б д т вә башқа хәлқаралиқ тәшкилатларда вәкил турғузушиға қарши туриду. хитайни етирап қилған дөләтләрниң тәйвән билән дипломатик мунасивәтни үзүшини шәрт қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر