шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң «сәмәрқәнт хитабнамиси» имзаланди

шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рәһбәрлириниң өзбекистанниң сәмәрқәнт шәһиридә чақирилған 22 – нөвәтлик башлиқлар йиғинидин кейин «сәмәрқәнт хитабнамиси» имзаланди.

1880973
шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң «сәмәрқәнт хитабнамиси» имзаланди

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистанниң сәмәрқәнт шәһиридә бәрпа қилинған «йепәк йоли сәмәрқәнт» хәлқара сайаһәт районидики йиғин залида, өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийойевниң саһибханилиқида чақирилған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлар йиғини ахирлашти.

башлиқлар йиғиниға, тәшкилатқа әза дөләтләр русийә пирезиденти виладимир путин, хитай дөләт рәиси ши җинпиң, қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайев, қирғизистан пирезиденти садир җаппаров, таҗикистан пирезиденти имамәли рахман, пакистан баш министири шаһбаз шериф, һиндистан баш министири нарандра моди؛ көзәткүчи дөләтләр беларусийә пирезиденти александир лукашенко, моңғулийә пирезиденти уқнаагин қурелсуқ, иран пирезиденти ибраһим рәиси؛ тәклипкә бинаән түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған, түркмәнистан пирезиденти сәрдар бәрдимуһәммәдов вә әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев қатнашти.

шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза русийә, хитай, қазақистан, қирғизистан, таҗикистан, пакистан, һиндистан вә өзбекистан рәһбәрлири «сәмәрқәнт хитабнамиси» ни имзалиди.

хитабнамидә, рәһбәрләр, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң башқа дөләтләр вә хәлқаралиқ тәшкилатларға қарашлиқ әмәсликини дәлиллиди вә өзара мәнпәәтләрни чиқиш нуқта қилип, ишиклириниң һәмкарлиққа очуқ икәнликини қәйт қилди.

рәһбәрләр йәнә, иқтисадий реаллиқни нәзәрдә тутуп, дунйа сода тәшкилатиниң тәсир күчиниң зорайтилиши вә тәшкилий қурулмисида ислаһат елип  берилиши тоғрулуқ чақириқта болди.

хитабнамидә, дөләт мудапиәси вә бихәтәрлик саһәсидә һәмкарлиқни тәрәққий қилдуруш, террорлуқ вә әсәбийлик тәрәпдари тәшкилатларниң бир тизимликини турғузушни халайдиғанлиқини байан қилған рәһбәрләр, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң,  терроризмға қарши  күрәшкә қарита «тинчлиқни қоғдаш вәзиписи» даирисидә бирләшмә һәрбий маневирларни өткүзүшниң зөрүрлүкини тәкитлиди.

йәр шариви башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш системилириниң бәзи дөләтләр тәрипидин бир тәрәплимә һалда тәрәққий қилдурулушини әйиблигән рәһбәрләр, буниң хәлқара бихәтәрлик вә муқимлиққа пассип тәсир көрситиватқанлиқини оттуриға қойди.

химийәлик қоралларниң тәрәққий қилдурулуши, ишләпчиқирилиши, запас сақлинши вә ишлитилишини чәкләш вә буларниң йоқ қилинишиға мунасивәтлик әһдинамигә риайә қилиниши тоғрулуқ чақириқта болған рәһбәрләр, аләм бошлуқиниң қорал – йарағлардин  халий қилиниш тәшәббусини қоллайдиғанлиқлирини, һәмдә аләм бошлуқида қораллиниш риқабитиниң чәклинишигә капаләтлик қилидиған хәлқаралиқ вә қануний күчкә игә бир һөҗҗәтниң имзалинишиниң зөрүрлүкини тәкитлиди.

иранниң йадро пирограммисиға мунасивәтлик һәрикәт пиланини йолға қойушниң муһимлиқини оттуриға қойған рәһбәрләр, йадро қораллириниң кеңийишиниң алдини елиш шәртнамисидики бәлгилимиләргә қаттиқ әмәл қилиш керәкликини тәкитлиди.

рәһбәрләр, афғанистанда барлиқ етник, диний вә сийасий гуруппиларниң вәкиллириниң қатнишиши билән кәң даирилик бир һөкүмәт тәшкил қилишқа еһтийаҗ барлиқини қәйт қилди. буниңдин башқа йәнә, «шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң йахши нийәтлик әлчиси» дегән намни тәстиқлиған рәһбәрләр, 2023-йилини «сайаһәт йили» елан қилди.

бу башлиқлар йиғинидин кейин, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң нөвәтчи рәислик вәзиписи һиндистанға өткәнлики үчүн, келәр қетимлиқ шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлар йиғини, 2023-йили һиндистанда өткүзүлиду.

башлиқлар йиғинида, әза дөләтләр, узақ мәзгиллик инақ қошнидарчилиқ, достлуқ вә һәмкарлиқ келишимини йолға қойушниң кәң даирилик һәрикәт пиланиниму өз ичигә алған җәмий 40 һөҗҗәткә имза қойди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر