москва путин - әрдоған учришиши тоғрисида байанат елан қилди

русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — киремилниң ташқи сийасәт мәслиһәтчиси йурий ушаков, путин - әрдоған учришиши тоғрисида байанат елан қилди.

1879580
москва путин - әрдоған учришиши тоғрисида байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — киремилниң ташқи сийасәт мәслиһәтчиси йурий ушаков, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән русийә пирезиденти виладимир путинниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлар йиғини даирисидә өткүзидиған учришишида, иқтисадни өз ичигә алған нурғун мәсилиләрни музакирә қилидиғанлиқини билдүрди.

йурий ушаков виладимир путинниң 15-, 16- сентәбир күнлири өткүзүлидиған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлар йиғиниға ишитрак қилиш үчүн баридиған өзбекистан зийарити тоғрисида тохталди.

у, пирезидент виладимир путинниң башлиқлар йиғини даирисидә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән көрүшидиғанлиқиға ишарәт қилип: «рәһбәрләр телефон сөһбәтлирини өз ичигә алған өзара алақини изчил давамлаштурмақта. түркийә наһайити муһим рол ойниған ашлиқ експортиға охшаш аллибурун музакирә қилинған мәсилиәр бар. әрдоған билән путинниң учришишида нурғун мәсилиләр музакирә қилиниду. сәмәрқәнттики йиғинниң муһим бир қисми 5-ийул сочида һасил қилинған келишимниң давами сүпитидә иқтисадий мәсилиләргә аҗритилиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر