макрон фирансийә мәһсулатлиринила истемал қилишқа чақирди

фирансийә пирезиденти еммануел макрон фирансийә мәһсулатлиринила истемал қилиш вә сетивелиш тоғрулуқ чақириқта болди.

1878233
макрон фирансийә мәһсулатлиринила истемал қилишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: макрон, отарвиле шәһиридә өткүзүлгән дала фестивалида қилған сөзидә, 24 – февралдин  буйан давамлишиватқан русийә – украина уруши, килимат өзгириши вә енергийә киризиси даирисидә «йеза игилик вә ашлиқ игидарчилиқи» ни қоғдашниң әң зор  күрәш икәнликини тәкитлиди, һәмдә фирансийә пуқралирини пәқәт фирансийә мәһсулатлиринила истемал қилиш вә сетивелишқа чақирип мундақ деди: «һәммә һәрикәткә өтүшкә тегишлик, толиму мушәққәтлик, җиддий вә өзигә хас бир дәврни баштин кәчүрүватимиз. бу нуқтидин елип ейтқанда, йеза игилик вә ашлиқ игидарчилиқи наһайити зор әһмийәткә игә.»

у йәнә, русийә вә беларусийәдин кәлгән оғут қатарлиқ деһқанчилиқ мәһсулатлириға беқинди болуп қелиштин қутулушниң, шундақла, москва үчүн «уруш қорали» ға айлинип қеливатқан енергийә баһасиниң өрлишигә тақабил турушниң зөрүрлүкиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر