б д т хәлқара җәмийәтни сомалиға җиддий йардәм беришкә чақирди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәлқара җәмийәтни ашлиқ киризисигә дуч келиватқан сомалиға җиддий йардәм беришкә чақирди.

1877309
б д т хәлқара җәмийәтни сомалиға җиддий йардәм беришкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати сомали алаһидә вәкили җәймс сван, сомалида өткүзүлгән йиғиндин кейин бәргән байанатида, сомалидики қурғақчилиқ вә ашлиқ киризиси һәққидә тохтилип мундақ деди: «барлиқ алақидар тәрәпләрни сомалидики ашлиқ киризисигә тақабил туруш үчүн бу дөләтни җиддий еһтийаҗлиқ мәбләғ билән тәминлишкә чақиримән.»

йиғинда йәнә, сомалиниң бихәтәрлик әһвали вә қораллиқ тәшкилатларға қарши күриши тоғрилиқму музакирә елип берилғанлиқини әскәрткән сван, бу дөләттики ашлиқ киризисиниң әң көп айаллар вә балиларға тәсир көрситиватқанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати ашлиқ вә йеза игилик тәшкилатиниң санлиқ мәлуматиға асасланғанда, сомалиниң % 80 ти еғир қурғақчилиққа дуч кәлмәктә икән.

сомали һөкүмити, барғансери еғирлишиватқан қурғақчилиқ апити сәвәбидин, бултур 23 – нойабир күни, пүтүн мәмликәт миқйасида «җиддий һаләт» елан қилғаниди.

дунйа сәһийә тәшкилатиму, сомалидики инсаний тирагедийә сәвәбидин, хәлқара җәмийәтни бу дөләткә җиддий йардәм беришкә чақирғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر