америка технологийә ширкәтлиригә хитай чәклимиси қойулиду

америка қошма иштатлирида федератсийә мәблиғидин бәһримән болуватқан америка технологийә ширкәтлириниң хитайда йуқири технологийәлик муәссәсәләр қурушиниң 10 йил чәклинидиғанлиқи билдүрүлди.

1876756
америка технологийә ширкәтлиригә хитай чәклимиси қойулиду

түркийә авази радийоси хәвири: америка  технологийә ширкәтлириниң хитайда йуқири технологийәлик муәссәсәләр қурушини чәкләш һәққидики қарар,  америка қошма иштатлирида өзәк саһәсини тәрәққий қилдуруш мәқситидә елан қилинған 50 милйард долларлиқ пиланниң бир қисми даирисидә чиқирилди.

америка қошма иштатлири сода ишлири министири гина раймондо, йерим өткүзгүч ишләпчиқириш йардәмчи  фондиниң қошумчә риғбәтләндүрүш мәблиғидин бәһримән болуватқанларниң, дөләт бихәтәрликигә зийан йәткүзмәсликигә капаләтлик қилиш үчүн, бу ширкәтләрниң хитайда уда 10 йил илғар технологийәни тәрәққий қилдурушиға йол қойулмайдиғанлиқини уқтурди.

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин авғуст ейида, илғар технологийәлик ишләпчиқириш вә илмий тәтқиқатларға 280 милйард долларлиқ йардәм бериш қанунини имзалиғаниди.

бу мәбләғ, америка қошма иштатлирида компйутер өзики ишләпчиқириш муәссәсәлирини қурған ширкәтләргә қаритилған баҗни азайтиш мәқситидә ишлитилиду.

америка қошма иштатлири нөвәттә дунйа бойичә  йерим өткүзгүч ишләпчиқиришта тәхминән % 10 лик үлүшкә игә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر