афғанистанда җүмә намизи әснасида партлаш йүз бәрди

афғанистанниң һерат вилайитидә бир җамәдә җүмә намизи әснада мәйданға кәлгән партлашта диний алим мәвливи муҗибуррахман әнсари һайатидин айрилди.

1875123
афғанистанда җүмә намизи әснасида партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: һерат вилайәтлик байанат ишлири башқармисиниң билдүрүшичә, «гүзәргаһ җамәси» дә җүмә намизи әснасида мәйданға кәлгән адәм бомба һуҗумида, «гүзәргаһ җамәси» ниң имами вә тәблиғчиси диний алим мәвливи муҗибуррахман әнсари һайатидин айрилған.

шаһитларниң билдүрүшичә, партлашта мәвливи муҗибуррахман әнсари билән бирликтә униң муһапизәтчилири вә пуқраларму қаза қилған.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиған.

талибан байанатчиси зәбиһуллаһ муҗаһид, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, әнсариниң өлүми түпәйли қаттиқ әпсуслинидиғанлиқлирини, җавабкарларниң тутулуп, җазаландурулидиғанлиқини билдүрди.

һердатта наһайити чоң бир мәдрисәни башқуридиған вә бу йәрдә дәрсләр беридиған әнсари, талибандин бурунқи дәврдиму пат - пат афғанистан һөкүмитигә қарита тәнқидлири вә талибанни қизғин қоллап елан қилған байанатлири билән күнтәртипкә кәлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر