баңладиш русийәдин буғдай импорт қилишни тәстиқлиди

баңладишниң мал наһасини тәңпуңлаштуруш мәқситидә, русийәдин 500 миң тонна буғдай импорт қилишни тәстиқлиғанлиқи билдүрүлди.

1874395
баңладиш русийәдин буғдай импорт қилишни тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири:баңладиш ички кабентиниң мәсули абдул барик пайтәхт даккада өткүзүлгән министирлар кеңиши йиғинида байанат елан қилип, русийәдин 500 миң тонна буғдай импорт қилинидиғанлиқини билдүрди.

байанатта, баңладишниң русийәгә буғдай пули сүпитидә доллар беридиғанлиқи әскәртилип, 1 тонна буғдай баһасиниң 430 америка доллири болидиғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта йәнә, министирлар кеңиши йиғинида һиндистан билән вийетнамдин 230 миң тонна гүрүч импорт қилишниңму тәстиқланғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر