столтенберг: барлиқ иттипақдашлиримизниң бихәтәрлик әндишисини чүшинишимиз лазим

столтенберг шивитсийә вә финландийәниң түркийә билән қурған үч тәрәп механизми үстидә тохталди.

1872988
столтенберг: барлиқ иттипақдашлиримизниң бихәтәрлик әндишисини чүшинишимиз лазим

түркийә авази радийоси хәвири: шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи җенс столтенберг шивитсийә вә финландийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға қатнишишиға мунасивәтлик түркийә билән қурулған үч тәрәп механизми даирисидә түнүгүн финландийәдә өткүзүлгән даимиий ортақ механизм йиғинини мәмнунлуқ билән қарши алғанлиқини ейтти.

столтенберг канада зийарити җәрйанида баш министир җастин трудо билән бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, үч тәрәп йиғиниға бәргән баһаси һәққидики соалға җавабән шималий атлантик әһди тәшкилати дөләт рәһбәрлириниң ийун ейидики мадрид башлиқлар йиғинида тарихий әһмийәткә игә бир қарар мақуллиғанлиқини һәмдә шивитсийә вә финландийәни әза болушқа тәклип қилғанлиқлирини әскәртти.

столтенберг икки дөләтниң әзалиқи үчүн тутушқа тегишлик йол хәритиси һәққидә түркийә  билән шивитсийә вә финландийәниң үч тәрәп әһдинамиси түзгәнликини әслитип, йәнә мундақ деди:

«бу йәрдики амилларниң бири түркийәдур, шивитсийә вә финландийә бир йәргә җәм болуп, террорлуққа қарши күрәштә техиму йеқиндин һәмкарлишидиған механизм бәрпа қилиши лазим. барлиқ иттипақдашлиримизниң бихәтәрлик әндишисини чүшинишимиз лазим. түнүгүнки йиғинни мәмнунлуқ билән қарши алдим. шивитсийә вә финландийәниң мадридта келишкән темиларни давамлаштуришини мәмнунийәт билән қарши алимән»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر