йапонийәниң икки нәпәр йуқири дәриҗилик сақчи әмәлдари истепа бәрди

йапонийәниң сабиқ баш министири шинзу абиниң сүйиқәсткә учрап җенидин айрилиш вәқәсидин кейин, йапонийә сақчи агентлиқиниң (Keisatsuço) мудири накамура итаруниң вәзиписидин истепа беридиғанлиқи елан қилинди.

1872375
йапонийәниң икки нәпәр йуқири дәриҗилик сақчи әмәлдари истепа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә сақчи агентлиқиниң мудири накамура итару шинзу аби сүйиқәстигә өзиниң мәсул болидиғанлиқини билдүрүп: «әлвәттә йеңи хизмәтдашлиримиз билән йолимизни давамлаштуруш, ишимизниң характери» деди.

дөләтлик җамаәт хәвпсизлик комитетиға истепасини сунған йапонийә сақчи агентлиқиниң мудири накамура итаруниң тәлипи, баш министир кишида фумийо тәрипидин тәстиқлинишни күтмәктә.

бу җәрйанда, нара иштатлиқ сақчи идарисиниң башлиқи онизука томовакиму вәзиписидин истепа беридиғанлиқини елан қилди.

йапонийә сақчи агентлиқиниң сүйиқәсткә мунасивәтлик бихәтәрлик йочуқлирини тәкшүргән доклатида, нәқ мәйданда қоманданлиқ қилиш зәнҗири вә учурни тәң ортақлишишта йетәрсизликләрниң барлиқи, сақчиларниң қатилниң шинзуға абиға йеқинлашқанлиқини биләлмигәнлики оттуриға қойулған.

сабиқ баш министир шинзу аби 8-ийул (2022) партийәсиниң нара шәһиридики очуқ һавада өткүзүлгән паалийитидә сөз қиливатқанда, арқа тәрәптин етилған оқта җенидин айрилға иди. әйни вақитта, шинзу абиниң йенида токйо сақчи идарисиниң бир нәпәр сақчи хадими, йәрлик сақчи идарисиниң бир қанча сақчи хадими бар иди.

сақчи хадимлири шинзу абиға қаритип оқ чиқирилиштин илгири қатилни тосувалалмиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر