өлгән русийә әскәрлири 45 миң 400 гә йәткән

йеқинқи бир күндә 200 дин артуқ русийә әскири җенидин айрилған.

1870939
өлгән русийә әскәрлири 45 миң 400 гә йәткән

түркийә авази радийоси хәвири: украина армийә қоманданлиқ иштаби йеқинқи бир күндә 200 дин артуқ русийә әскириниң җенидин айрилғанлиқини, буниң билән, җәмий җенидин айрилған русийә әскәрлири саниниң 45 миң 400 гә йәткәнликини елан қилди.

украина армийә қоманданлиқ иштабиниң урушқа мунасивәтлик елан қилған байанатида йәнә, русийә армийәсиниң 234 айропилани, 198 тик учари, 1917 танка, 4 миң 230 биронивики, 145 һава қалқан системиси, 815 учқучисиз һава аппарати вә 266 ракета атар системисиниң пачақлинип ташланғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر