русийәниң 44 миңдин артуқ әскири җенидин айрилған

украина армийә қоманданлиқ иштаби русийә армийәсиниң талапәтлири тоғрисида йеңи мәлуматларни елан қилди.

1869649
русийәниң 44 миңдин артуқ әскири җенидин айрилған

түркийә авази радийоси хәвири: украина армийә қоманданлиқ иштаби русийә армийәсиниң 24-февралдин 18-авғустқичә (2022) болған арилиқта тартқан талапәтлиригә мунасивәтлик йеңи мәлуматларни елан қилди.

байанатта, йеқинқи бир күндә русийә армийәсиниң 200 әскәр, бир айропилан, бир тик учари, үч танка, бир учқучисиз һава аппарати, 17 зәмбирәк, алтә һәрбий аптомобил вә 17 биронивиктин айрилип қалғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, русийә армийәсиниң җенидин айрилған әскәрлириниң донетск районида әң көп икәнлики әскәртилди.

байанатта қәйт қилинишичә, 24-феврал уруш башланғандин тартип русийә армийәсиниң җәмий 234 айропилани, 197 тик учари, 1 миң 889 танкаси, 4 миң 179 биронивики, 1010 зәмбирәки, 15 парахоти, 793 данә учқучисиз һава аппарати, 3 миң 61 һәрбий аптомобили, 265 ракета атари, 136 һава мудапиә қалқан системиси пачақлап ташланған. җәмий 44 миң 300 әскири җенидин айрилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر